шолз байдин билән телефонлашти

германийә баш министири олаф шолз америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдин билән телефонда көрүшти.

1903239
шолз байдин билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: германийә баш министирлиқ мәһкимисиниң билдүрүшичә, шолзниң түнүгүн америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдин билән елип барған телефон сөһбитидә, шолзниң алдинқи һәптә хитайға қилған зийарити вә украинаниң нөвәттики вәзийити һәққидә өзара пикир алмаштурулған.

икки рәһбәр, хитай дөләт рәиси ши җинпиңниң йадро қораллирини ишлитиш вә тәһдитлиригә қарши позитсийәсидин интайин хурсән икәнликлирини билдүргән.

телефон сөһбитидә йәнә, байдин билән шолз, русийәниң украинада енергийә билән тәминләш муәссәсәлирини өз ичигә алған пуқрави ул әслиһәләрни давамлиқ бомбардиман қилишини әйиблигән, һәмдә кийев һөкүмитини қоллашни давамлаштуридиғанлиқлирини тәкитлигән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر