литванийә пирезиденти түркийәниң русийә - украина урушидики ролиға йуқири баһа бәрди

литванийә пирезиденти гитанас науседа, түркийәниң русийә -украина урушиниң «һәрбий вә инсанпәрвәрлик ишлирида муһим рол ойниғанлиқи»ни оттуриға қойди.

1902520
литванийә пирезиденти түркийәниң русийә - украина урушидики ролиға йуқири баһа бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: литванийә таратқулири, науседаниң пайтәхт вилнйуста зийарәттә болған финландийә пирезиденти саули ниинисто билән өткүзгән қошма мухбирларни күтүвелиш йиғинида, түркийәниң русийә – украина урушиға тутқан позитсийәси тоғрисида тохтилип: «мәйли һәрбий мәйли инсанпәрвәрлик, мәйли русийәниң украинадики таҗавузчилиқини тохтитиш җәһәттә болсун, түркийәниң муһим рол ойнайдиғанлиқидин һечким гуманланмаслиқи керәк» дегәнликини хәвәр қилди.

хәвәрләрдә көрситилишичә, науса түркийә елип барған мувәппәқийәтлик дипломатик хизмәтләрни тилға елип, түркийәниң украина ашлиқи вә ашлиқ мәһсулатлирини дунйаға експорт қилишқа қолайлиқ йаритип бәргән бирләшмә қара деңиз ашлиқ келишиминиң һасил қилинишиға қошқан төһписигә йуқири бәргән.

у, шиветсийә билән финландийәниң шималий атлантик әһди тәшкилати — нато әзалиқи тоғрисида тохтилип: «пәқәт икки дөләт қалди, мениңчә, тәстиқлаш җәрйани мәңгү давамлашмасилиқи керәк» дегән.

финландийә пирезиденти ниинистому дөлити натоға әза болғандин кейин, йадро қораллирини финландийә земинлириға орунлаштурушқа болиду, дәп қаримайдиғанлиқини, бу мәсилини әза болуп болғандин кейин ойлишидиғанлиқлирини әскәрткән.

у, түркийәниң шиветсийәниң натоға әза болушидин бәкрәк әнсирәйдиғанлиқини тилға елип, әмма финландийәниң әзалиқини тәстиқлайдиғанлиқидин үмидвар икәнликини сөзлиригә илавә қилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر