шиветсийә баш министири түркийәдә зийарәттә болиду

шиветсийә баш министири улф киристерсон дөләт ишлири зийаритидә болуш үчүн 8-нойабир түркийәгә келиду.

1902308
шиветсийә баш министири түркийәдә зийарәттә болиду

түркийә авази радийоси хәвири: шиветсийә һөкүмитиниң билдүрүшичә, киристерсон түркийә җумһурийити җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған билән көрүшүш үчүн пайтәхт әнқәрәдә зийарәттә болидикән.

киристерсон, 20 – өктәбир күни җумһур рәис әрдоғанға мәктуп йоллап, шиветсийәниң шималий атлантик әһди тәшкилатиға әза болуш мусаписи һәққидә музакирә елип бериш үчүн әнқәрәдә зийарәттә болушқа тәййар икәнликини билдүргәниди.

шиветсийә әдлийә министирлиқидин бир һәйәтму 5 – 6 өктәбир күнлири пайтәхт әнқәрәдә зийарәттә болған, һәмдә охшаш мәсилә һәққидә түркийә җумһурийити әдлийә министирлиқи даирилири билән йиғин өткүзгәниди.

28 – ийун күни, шималий атлантик әһди тәшкилати мадрид башлиқлар йиғинида, түркийә, финландийә вә шиветсийә тәрипидин үч тәрәплик байаннамә имзаланғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر