иранниң сәуди әрәбистан вә ираққа һуҗум қилишқа тәййарлиниватқанлиқи илгири сүрүлди

иранниң йеқин кәлгүсидә сәуди әрәбистан вә ираққа һуҗум қилишқа тәййарлиқ қиливатқанлиқи тоғрисидики истихбарат (дөләт бихәтәрлик учури) түпәйли сәуди әрәбистан вә америка қошма иштатлириниң җиддий һаләткә өткәнлики илгири сүрүлди.

1900816
иранниң сәуди әрәбистан вә ираққа һуҗум қилишқа тәййарлиниватқанлиқи илгири сүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: америка вә сәуди әрәбистан әмәлдарлири американиң алдинқи қатардики гезитлириниң бири болған «вал стрйт җорнал»ға байанат берип, иранниң алақидар тәрәпләрниң диққитини дөләт ичидики намайишлардин башқа йаққа буриветиш үчүн, сәуди әрәбистан вә ирақниң әрбил шәһиридики бәзи орунларға пат йеқинда һуҗум қозғаш еһтимали барлиқини билдүрди.

сәуди әрәбистанниң бу учурни америка әмәлдарлири билән ортақлашқанлиқиға ишарәт қилинған хәвәрдә, мәзкур икки дөләт вә башқа бир қисим дөләтләрниң армийәлириниң һошйарлиқини өстүргәнликигә ишарәт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر