сентәбирдә истанбулға кәлгән сайаһәтчиләрниң сани %64 ашти

истанбулға сентәбирдә кәлгән сайаһәтчиләрниң сани алдинқи йилиниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда %64 ешип, 1 милйон 607 миң 45 кә йәтти.

1899564
сентәбирдә истанбулға кәлгән сайаһәтчиләрниң сани %64 ашти

түркийә авази радийоси хәвири: вилайәтлик мәдәнийәт вә сайаһәт идарисиниң санлиқ мәлуматлириға асасланғанда, бу йил 9 ай ичидә истанбулни 11 милйон 787 миң 834 сайаһәтчи зийарәт қилған.

истанбулға сентәбирдә 1 милйон 607 миң 45 сайаһәтчи кәлгән. алдинқи йилиниң охшаш ейида 975 миң 916 сайаһәтчи кәлгән. буниңға асасланда, сентәбирдә сайаһәтчиләрниң сани 2021-йилиниң охшаш ейиға селиштурғанда %64 ашқан.

сентәбирдә истанбулға кәлгән сайаһәтчиләр арисида 170 миң 230 киши билән русийәликләр биринчи орунға өткән. униңдин қалса, германийә 114 миң 439 сайаһәтчи, иран 110 миң 539 сайаһәтчи, америка 77 миң 39 сайаһәтчи, әнгилийә 58 миң 28 сайаһәтчи, сәуди әрәбистан 53 миң 804 сайаһәтчи, ирақ 50 миң 244 сайаһәтчи, франсийә 42 миң 798 сайаһәтчи, исраилийә 41 миң 177 сайаһәтчи, кувәйт 34 миң 282 сайаһәтчи, иорданийә 33 миң 969 сайаһәтчи , италийә 33 миң 277 сайаһәтчи , өзбекистан 33 миң 64 сайаһәтчи, әзәрбәйҗан 31 миң 140 сайаһәтчи, қазақистан 31 миң 78 сайаһәтчи билән рәткә тезилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر