сунак билән байдин хитайниң йаман нийәтлик тәсиригә тақабил туруш тиришчанлиқини музакирләшти

риши сунак билән җо байдин хитайниң йаман нийәтлик тәсиригә тақабил туруш тиришчанлиқиниң бир парчиси болған һинди-тинч окйан қатарлиқ районларда  әнглийә – америка һәмкарлиқини кеңәйтиш  қатарлиқ темиларни музакириләшти.

1897887
сунак билән байдин хитайниң йаман нийәтлик тәсиригә тақабил туруш тиришчанлиқини музакирләшти
joe biden.jpg
Rishi Sunak.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: әнглийәниң йеңи баш министири риши сунак вә америка пирезиденти җо байдин икки тәрәплик мунасивәт, шималий иреландийә мәсилиси вә росийә-украина уруши қатарлиқ мәсилиләрни музакирә қилди.

баш министирлиқ  10 - номурлуқ ишханисиниң байанатида, сөһбәттә байдинниң сунакни йеңи вәзиписи мунасивити билән тәбриклигәнлики вә икки рәһбәрниң бирликтә йеқиндин һәмкарлишишни үмид қилидиғанлиқи билдүрүлди.

байанатта байдинниң әнглийә билән американиң әң йеқин иттипақдаш икәнликини билдүргәнлики, сунакниңму икки дөләт мунасивитиниң ғайәт зор күчкә игә икәнликигә қошулидиғанлиқини ейтқанлиқи билдүрүлди.

байантта, «рәһбәрләр икки тәрәплик сәвийисидә авистиралийә, америка вә әнгилийә оттурисидики <AUKUS> келишиминиң муқимлиқини ашуруш вә хитайниң йаман нийәтлик тәсиригә тақабил туруш тиришчанлиқиниң бир парчиси болған һинди-тинч окйан қатарлиқ районларда  әнглийә – америка һәмкарлиқини кеңәйтиш  қатарлиқ темиларни музакириләшти» дейилди.

сөһбәттә йәнә, әнглийә вә американиң украина хәлқини қоллаш вә русийә пирезиденти виладимир путинниң урушта мәғлуб болушини капаләткә игә қилиш мәқситидә ойниған роллириму музакири қилинди.

байантта, «баш министир сунак вә пирезидент байдин <Belfast> (хәйирлик җүмә күни) келишимини қоғдаш арқилиқ шималий иреландийә хәлқиниң бихәтәрликигә вә гүллинишигә капаләтлик қилиш керәклики тоғрисида пикир бирдәклики һасил қилди» дейилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر