һиндонезийәдә бир йолучилар кемисидә от апити йүз бәрди

һиндонезийәниң җәнубида бир кемидә от апити йүз берип, 14 адәм қаза қилди.

1897186
һиндонезийәдә бир йолучилар кемисидә от апити йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: һиндонезийә даирилири, шәрқий нуса теңгара өлкисиниң купаң шәһиридин калабаһи шәһиригә қарап 230 йолучи вә 10 кишилик кемә мулазимәтчисини елип йолға чиққан KM Express Cantika 77 намлиқ бир кемидә от апити йүз бәргәнликини уқтурди.

һиндонезийә дөләтлик издәш-қутқузуш идариси байанат беирп, қутқузуш әтрити вә йеқин әтраптики парахотлар иштирак қилған издәш - қутқузуш хизмити нәтиҗисидә 226 кишиниң қутқузувелинғанлиқини, вәқәдә 14 кишиниң қаза қилғанлиқини җәзмләштүрди.

игилинишичә, от апитиниң сәвәби тәкшүрүлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر