фирансийәдә қуйун апити сәвәбидин нәччә онлиған өйниң өгзиси учуп кәтти

фирансийәниң пас-де-калис өлкисигә тәвә бихучурт йезисиға еғир тәсир көрсәткән қуйун апити сәвәбидин нәччә онлиған өйниң өгзиси учуп кәтти.

1896597
фирансийәдә қуйун апити сәвәбидин нәччә онлиған өйниң өгзиси учуп кәтти

түркийә авази радйоси хәвири: «Franceinfo» ториниң хәвиригә қариғанда, боран вә қуйун апити бихучурт йезисиға еғир көрсәткән.

бихучурт һакими бенойт-винсент кәйл йезидики бир қисим өйләр вә черкавларниң қисмән йиқилғанлиқини, бәзи өгзиләрниң учуп кәткәнликини вә районда еғир зийанларниң йүз бәргәнликини байан қилди.

валий мәһкимиси вәқәгә мунасивәтлик кризис бөлүмини һәрикәткә өткүзди.

фирансийәниң сомме өлкисидә болса, йамғур, мөлдүр вә күчлүк шамаллар еғир зийанларни кәлтүрүп чиқарди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر