сахароф мукапати «украина хәлқи»гә берилди

йавропа парламентиниң һәр йили кишилик һоқуқ вә пикир әркинлики саһәси бойичә беридиған сахароф мукапати бу йил «украина хәлқи»гә берилди.

1895482
сахароф мукапати «украина хәлқи»гә берилди

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа парламенти рәиси роберта метсола, парламентниң фирансийәниң страсбург шәһиридә давамлишиватқан  омумий кеңәш йиғини җәрйанида байанат берип, сахароф мукапатиниң «батур украина хәлқи»гә берилгәнликини уқтурди.

сахароф мукапатиниң русийәгә қарши «уруш қиливатқан, қечишқа мәҗбур болған, туғқанлири вә достлиридин айрилип қалған, етиқади үчүн күрәш қилған» украиналиқларға берилгәнликини билдүргән метсола: «мән батур украина хәлқиниң һәргиз ваз кәчмәйдиғанлиқини билимән. бизму ваз кәчмәймиз» деди.

метсола, русийәниң 24-феврал украинаға қарши ачқан урушиниң украина хәлқигә нурғун зийан салғанлиқини, украиналиқларниң өйлири, йәрлири, мустәқиллиқи үчүнла әмәс, бәлки демократийә, қанун билән идарә қилиш вә йавропаниң қиммәт қариши үчүнму күрәш қиливатқанлиқини ейтти.

рус физика алими вә сийасий өктичи андрей сахарофниң исми билән аталған бу мукапат, 1988-йилдин башлап һәр йили йавропа парламенти тәрипидин пикир әркинликини қоғдиған шәхс йаки органларға берилип кәлмәктә.

бу йиллиқ мукапат тарқитиш мурасими 12-айниң 14-күни страсбургдики йавропа парламенти йиғин залида өткүзүлиду.

сахароф мукапати өткән йили русийә өктичиси алексей навалнийға берилгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر