бирләшкән дөләтләр тәшкилати русийәни әйиблиди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати омумий кеңиши русийәниң украинаниң бир қисим мустәқил районлирини қанунсиз һалда игиливелишини әйибләш нишан қилинған қарарини 143 дөләт қоллап аваз бәрди.

1892222
бирләшкән дөләтләр тәшкилати русийәни әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: 193 әзалиқ бирләшкән дөләтләр тәшкилати омумий кеңишида ишқа ашурулған авазға қойуш, русийәниң украинаниң шәрқидики  донетсик, луханск, запороҗйа вә херсонни игиливелиш үчүн өткән айда өткүзгән «қанунсиз» реферандумлири һәққидә музакирә елип бериш үчүн, 10 – өктәбир күни  ишқа ашурулди.

143 дөләт, русийәниң бу һәрикитини әйибләп؛ русийә, венезуела, шималий корейә, беларусийә вә сүрийә қатарлиқ 5 дөләт рәт қилип аваз бәрди.

хитай вә һиндистанни өз ичигә алған 35 дөләт  аваз бериш һоқуқидин ваз кәчти.

бирләшкән дөләтләр тәшкилати омумий кеңишиниң,  барлиқ дөләтләр вә хәлқаралиқ тәшкилатларға, русийәниң украинаниң шәрқидики 4 районда һәрқандақ шәкилдики тәшәббусини етирап қилмаслиққа чақириқ қилинған қарарида,   москвадин «украинаниң хәлқара етирап қилған земинидики барлиқ һәрбий күчлирини дәрһал, пүтүнләй вә шәртсиз чекиндүрүши» тәләп қилинди.

қарарда йәнә, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң, 24-февралдин буйан давамлишиватқан мавҗут сүркилиш вә тоқунушни сийасий дийалог, сөһбәт, мурәссәчилик вә башқа тинч йоллар арқилиқ һәл қилиш тәшәббусини қоллайдиғанлиқи тәкитләнди.

украина ташқи ишлар министири димитро кулеба, аваз бериш тамамланғандин кейин, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилған  байанатида, бирләшкән дөләтләр тәшкилати омумий кеңишиниң бу қарарини қоллап аваз бәргән 143 дөләттин миннәтдар икәнликини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر