йапонийәниң «Epsilon-6» типлиқ ракетаси өз өзини йоқ қилди

йапонийә аләм қатниши чарлаш идариси (JAXA) ға тәвә «Epsilon-6» типлиқ ракетаниң қойуп берилиши мәғлубийәт билән нәтиҗиләнди.

1891737
йапонийәниң «Epsilon-6» типлиқ ракетаси өз өзини йоқ қилди

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийә аләм қатниши чарлаш идариси (JAXA) шу йәрниң вақти әтигән саәт 09:50  дә йапонийәниң ғәрбий җәнубиға җайлашқан кагошима өлкисидики учинора аләм мәркизидин «Epsilon-6» типлиқ ракетасини қойуп бәрди.

сода мәқсәтлик суний һәмраһниму қошқанда җәмий 8 сүний һәмраһни елип маңған, узунлуқи 26 метир, еғирлиқи 95 тонна келидиған ракета қойуп берилгәндин кейин һавада кетиветип  өз өзини партлатти.

йапонийә аләм қатниши чарлаш идариси (JAXA)  ракетаниң өрләш җәрйанида мәсилә чиққанлиқини, бихәтәр йолини давамлаштуралмайдиғанлиқи билингәндин кейин  өз өзини йоқутуш буйруқи берилгәнликини билдүрди.

йапонийә маарип, мәдәнийәт, тәнтәрбийә вә пән-техника министирлиқи ракета партлиғандин кейин районда һечқандақ зийан көрүлмигәнликини  елан қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر