ғәрб вә б д т русийәни әйиблиди

б д т баш катипи антонийо гутерресниң русийәниң украинаға қилған йеңи башқурулидиған һуҗумлиридин «қаттиқ чөчүгәнлики» ни билдүрди.

1891105
ғәрб вә б д т русийәни әйиблиди
BM bayrak.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: б д т баш катипиниң байанатчиси стефан дуҗарик украинаға түнүгүн (2022-йили 10-өктәбир) қилинған вә 11 киши җенидин айрилған башқурулидиған бомба һуҗуми тоғрисида тохталди.

байанатчи дуҗарик баш катип гутерресниң туралғу районлириниң бузғунчилиққа учриған вә бигунаһ пуқралар җенидин айрилған башқурулидиған бомба һуҗумидин «қаттиқ чөчүгәнлики» ни билдүрди.

у: «урушни улғайтиш үчүн қилинған һуҗумларни қобул қилғли болмайду. һәр даимқидәк пуқралар әң чоң бәдәл төлиди» деди.

америка пирезиденти җо байдин йазма байанат елан қилип: «америка русийәниң кийев қатарлиқ нурғун шәһәрләргә қилған башқурулидиған бомба һуҗумини қаттиқ әйибләйду» деди.

пирезидент байдин русийәниң һуҗумлирида пуқраларниң йариланғанлиқини, җенидин айрилғанлиқини вә һәрбий нуқта болмиған нормал туралғу районлириниң йәр билән йәксан қилинғанлиқини әскәртип: «бу һуҗумлар путинниң украина хәлқигә қарши қозғиған қанунсиз урушиниң қанчилик рәһимсиз, қанхор икәнликини йәнә бир қетим көрситип бәрди» деди.

голландийә баш министири марк рутте твиттирда русийәниң украинаға қилған башқурулидиған бомба һуҗумини әйибләп: «бу өч елиш әмәс, террорлуқ» деди.

германийә ташқи ишлар министири анналена байербок тивттерда байанат елан қилди.

у русийә пирезиденти владимир путинниң чоң шәһәрләргә вә пуқраларға башқурулидиған бомба атқанлиқиға «пәскәшлик» вә «қәтий қобул қилғили болмайду» дәп баһа бәрди.

у: «украинаниң һава мудапиәсини күчәйтиш үчүн барлиқ зөрүр ишларни қиливатимиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر