дунйа банкиси пакистанға 2 милйард долларлиқ фонд айрийдиған болди

дунйа банкиси пакистанни кәлкүндә зийанға учриғучиларға йардәм қилиш вә ул әслиһәлирини қайта қуруш үчүн 2 милйард долларлиқ фонд билән тәминләйдиғанлиқини елан қилди.

1890300
дунйа банкиси пакистанға 2 милйард долларлиқ фонд айрийдиған болди

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт таратқулириниң хәвиригә қариғанда, кирим вә малийә министири исһақ дар пайтәхт исламабадта дунйа банкисиниң пакистан дериктори наҗи бенхассин билән көрүшкән.

бенхассин дунйа банкисиниң җидди қутқузуш һәрикәтлири үчүн айрилған мәвҗут малийә мәнбәсидин кәлкүн апитиниң еғир тәсиригә учриған пакистанға 2 милйард доллар аҗритидиғанлиқини билдүргән.

кирим вә малийә министирлиқиниң байанатиға асасланғанда, дунйа банкиси вәдә қилинған соммидин 1.5 милйард долларни бу йил беридикән.

асийа тәрәққийат банкиси (ADB) ниң пакистанға тәхминән 2 милйард 500 милйон доллар қәрз беридиғанлиқини елан қилишидин кейин бу илгириләшниң мәйданға келиши диққәтләрни тартти.

асийа тәрәққийат банкиси 6 - өктәбирдә кәлкүн апити сәвәбидин қийинчилиққа дуч кәлгән пакистанни тәхминән 2 милйард 500 милйон долларлиқ қәрз билән тәминләйдиғанлиқини елан қилған иди.

пакистанда 14 – ийундин буйан йеғишни башлиған пәсиллик йамғур сәвәблик кәлкүн апитидә 1700 киши қаза қилип, 13 миң киши йариланған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر