зелениский путин билән уруш тоғрисида сөһбәтләшмәйдиғанлиқиға даир қарарнамәни имзалиди

украина пирезиденти виладимир зеленский, русийә пирезиденти виладимир путин билән уруш тоғрисида сөһбәт өткүзүшниң мумкин әмәслики тоғрисидики қарарнамәни имзалиди.

1888383
зелениский путин билән уруш тоғрисида сөһбәтләшмәйдиғанлиқиға даир қарарнамәни имзалиди

түркийә авази радийоси хәвири: пирезидент зеленский украина дөләт бихәтәрлик кеңишиниң русийә билән украина оттурисидики давамлишиватқан уруш тоғрисида сөһбәт өткүзүшниң мумкин әмәслики тоғрисидики қарарнамәни имзалиди.

украина пирезидентлиқ мәһкимиси өзиниң интернет сәһиписидә йазма байанат елан қилип, зеленскийниң алақидар қарарға имза қойуши билән,  украина дөләт бихәтәрлик кеңишиниң 30-сентәбир тәййарлиған «русийәниң украина земинлирини игиливелишиға қарши йолға қойулидиған тәдбир маддилирини өз ичигә алған қарарнамә»ниң рәсмий күчкә игә болғанлиқини уқтурди.

қарарнамәниң биринчи параграфида, «русийә федератсийәси пирезиденти виладимир путин билән сөһбәт өткүзүшкә болмайду» дегән ибариләргә орун берилди.

русийәниң украина земинлиридин чекиндүрүлүши үчүн зөрүр қәдәмләрни ташлаш, русийәниң һәрбий һуҗумлирини тармар қилиш, украина армийәсини күчәйтиш, армийәни техиму көп мәшиқләндүрүш, мудапиә санаитини тәрәққий қилдуруш вә мудапиә қудритини ашуруш үчүн хәлқарниң йардимини қолға кәлтүрүш қатарлиқ тәдбирләрни өз ичигә алған қарарнамәдә: «украина пирезиденти, украина парламенти (верховна рада) башлиқи вә украина баш министириниң шималий атлантик әһди тәшкилати — натоға әза болуш бирләшмә илтимаси тәстиқлиниши керәк» дейилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر