ирандики намайишлар 16-күнини арқида қалдурди

иранда маһса әмининиң өлүмидин кейин партлиған намайишлар 16-күни болған түнүгүнму (2022-йили 2-өктәбир, йәкшәнбә) давамлашти.

1887589
ирандики намайишлар 16-күнини арқида қалдурди

түркийә авази радийоси хәвири: иранда маһса әмининиң өлүмидин кейин партлиған намайишлар түнүгүнму давамлашти.

универстетларниң оқуш башлиши билән шәнбә күни (1-өктәбир) техиму улғайған намайишлар, түнүгүнму пайтәхт теһран қатарлиқ нурғун чоң шәһәрләрдә давамлашти.

теһранниң шәриати кочисида топланған намайишчи амма, һөкүмәткә қарши шоар товлап, хели узунғичә қатнашни тохтатти. хәвпсизлик қисимлири күндүз вақитлирида универстетларда башланған намайишларни тинҗитишқа урунди, бәзи универстетларда сүркилишләр келип чиқти.

кирманшаһ, теһран, мәшһәд, тәбриз, мазәндәран, күрдистан, испаһан, сәнәндәҗ, шираз шәһәрлири вә нурғун универстетларда өткүзүлгән намайишлар, вәзийәтниң җиддийлишишиға сәвәб болди. теһрандики шәриф универстетида намайишчилар билән хәвпсизлик қисимлири оттурисида сүркилиш йүз бәргәнлики билдүрүлди. универстетта нурғун намайишчиниң тутқун қилинғанлиқи вә йаридарларниң барлиқи илгири сүрүлди.

нурғун пуқралар кәч вақитта өйлириниң деризилиридин шоар товлап, намайишларни қоллиди.

намайишлар давамлишиватқан пәйттә, хәвпсизлик күчлириниң сотниң йолйоруқи бойичә намайишларға қатнашқан вә «җәмийәтниң бихәтәрликигә хәвп пәйда қилған» намайишчиларни тутуш долқунини қозғиғанлиқи қәйт қилинди.

бу рамкида, оқуғучилар, даңлиқ шәхсләр вә мухбирларни өз ичигә алған 2 миңдин артуқ кишиниң тутқун қилинғанлиқи пәрәз қилинмақта.

пайтәхт теһранда 13-сентәбир (2022) «әхлақ сақчилири» дәп аталған иршад чарлиғучилири тәрипидин тутқун қилинғандин кейин, әһвалиниң йаманлишиши сәвәбидин дохтурханиға апирилған 22 йашлиқ маһса әминининиң 16-сентәбирдә җенидин айрилиши, наразилиқларға сәвәб болған иди. әмининиң 17-сентәбир йурти саккиз шәһиридә өткүзүлгән дәпнә мурасими җәрйанида башланған намайишлар, нурғун шәһәргә кеңәйгән иди.

иран дөләт телевизийәси намайишлар җәрйанида, хәвпсизлик хадимлирини өз ичигә алған 41 кишиниң җенидин айрилғанлиқини хәвәр қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر