сомалида әшшәбаб каттибашлиридин надир өлтүрүлди

сомалида террорлуқ тәшкилати әшшәбаб каттибашлиридин абдуллаһи надир өлтүрүлди.

1887636
сомалида әшшәбаб каттибашлиридин надир өлтүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: сомали дөләтлик хәвәр агентлиқи (сонна) ниң хәвәр қилишичә, җубба районида дөләт хәвпсизлик күчлири тәрипидин 1 – өктәбир күни террорлуқ тәшкилати әшшәбабға қарши зәрбә бериш һәрикити елип берилған.

бу җәрйанда, террорлуқ тәшкилати әшшәбабниң қурғучилиридин «убәйдә» дәп билинидиған абдуллаһи надир өлтүрүлгән.

хәвәрдә дейилишичә, узундин буйан «тутуш буйруқи чиқирилған террорчилар тизимлики» гә киргүзүлгән надирға қарита зәрбә бериш һәрикити елип бериш пиланланмақта икән.

надир һәққидә учур билән тәминлигүчиләргә, америка қошма иштатлири тәрипидин 3 милйон долларлиқ мукапат берилидиғанлиқи билдүрүлгәниди.

игилинишичә, сомалида террорлуқ тәшкилати әшшәбаб, даим дегүдәк дөләт хәвпсизлик күчлири вә пуқраларни нишан қилип, террорлуқ һуҗумлирини елип баридикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر