зелениский: донетсикиниң лиман шәһиридә украина байриқини ләпилдәттуқ

украина пирезиденти виладимир зеленский донетсики райониниң лиман шәһиридә украина байриқиниң ләпилдәшкә башлиғанлиқини билдүрди.

1887256
зелениский: донетсикиниң лиман шәһиридә украина байриқини ләпилдәттуқ

түркийә авази радийоси хәвири: пирезидент зеленский иҗтимаий алақә суписидики адресида син көрүнүшлүк байанат елан қилип, украина армийәси илгирилишини давамлаштуруватқан донетискиниң лиман шәһири вәзийити тоғрисида мәлумат бәрди.

зеленский украина армийәси қайтуруп алған олтурақ районлириға ишарәт қилип: «бу һәптә донбаста хели көп украина байриқи болди. бир һәптә ичидә техиму көп болиду. ундақта аталмиш реферандум (омумий хәлқ беләт ташлаш паалийити) дегән немә? икки донетиски райони барму? украина һәрикити давамлишиду» деди.

у, украина армийәсиниң лиман шәһиригә кириши һәққидә тохтилип мундақ деди: «украина байриқи донетсик райониниң лиман шәһиридә. у йәрдики тоқунушлар давамлишиватиду, әмма у йәрдә аталмиш реферандумниң из-дерики йоқ. украина бурунқи һалитигә қайтип келиду. шәрқтә, җәнубта вә һазир өзигә қошувалмақчи болуватқан җайларда, 2014 – йилидин буйан игиливелинған қиримда... байриқимиз һәммә йәрдә ләпилдәйду» деди.

украина дөләт мудапиә министирлиқи түнүгүн байанат берип, украина әскәрлириниң лиман шәһиригә киргәнликини елан қилғаниди.

русийә дөләт мудапиә министирлиқи болса, «иттипақдаш күчләр қоршав тәһдити нәзәрдә тутуп красний лиман олтурақ районидин техиму әвзәл орунға чекинип чиқти» дәп байанат бәргәниди.

русийә армийәси 24-феврал украинаға бесип кирип, ишғал һәрикити башлиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر