зелениский украинаниң ғәлибини қолға кәлтүрүшкә тиришиватқанлиқини билдүрди

украина пирезиденти виладимир зеленский украинаниң ғәлибәни қолға кәлтүрүш үчүн тиришиватқанлиқини билдүрди.

1887132
зелениский украинаниң ғәлибини қолға кәлтүрүшкә тиришиватқанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: украина пирезиденти виладимир зеленский иҗтимаий алақә суписидики аресида син көрүнүшлүк учур һәмбәһриләп күнтәртиптики мәсилиләр тоғрисида тохталди.

зеленский украина қисимлириға миннәтдарлиқ билдүрүп: «биз чоқум барлиқ земинимизни азад қилишимиз керәк, бу бир русийәдәк тәкәббур дөләтниң хәлқара қанун вә инсаний қиммәт қарашларни дәпсәндә қилалмайдиғанлиқиниң әң йахши испати болиду» деди.

у, русийәниң төт районни өзигә қошувелишидин кейин дөләт бихәтәрлик вә мудапиә кеңишиниң җиддий йиғин чақирғанлиқиға ишарәт қилип: «бүгүн украина өзини қоғдашни қарар қилди, бу қарарларниң һәммиси иҗра қилиниду, биз ғәлибимизни қолға кәлтүрүш үчүн тиришиватимиз» деди.

бу җәрйанида, украина армийәсиниң узундин буйан русийә күчлириниң қолида туруватқан донетсики райониниң порт шәһиригә қарап илгирилишини давам қиливатқанлиқи билдүрүлди.

украина армийәсиниң шәрқий қанити вәкили сергей череватий, порт шәһиридики рус әскәрлирини қоршавға елиш тиришчанлиқиниң тамамлиниш басқучида икәнликини ейтти.

гәрчә рәсмий мәнбәләр техи байанат елан қилмиған болсиму, әмма йәрлик мәтбуатларда шәһәрдики русийә қисимлириниң украина тәрипидин қоршивелинғанлиқи тоғрисидики хәвәрләргә орун берилди.

русийә армийәси 24-феврал украинаға бесип кирип, ишғал һәрикити башлиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر