украинаниң русийәниң контроллуқидики төт районида омумий хәлқ беләт ташлаш паалийити башланди

украинаниң шәрқидики русийә тәрәпдари бөлгүнчи күчләрниң контроллуқидики туруватқан төт районниң русийәгә қошулуши мәсилисигә мунасивәтлик омумий хәлқ беләт ташлаш паалийити башланди.

1883608
украинаниң русийәниң контроллуқидики төт районида омумий хәлқ беләт ташлаш паалийити башланди

түркийә авази радийоси хәвири: украинаниң шәрқидики русийә тәрәпдари бөлгүнчи күчләрниң контроллуқидики аталмиш донетски, луханиски җумһурийәтлири билән херсон вә запарожйа районлириниң русийәгә қошулуши мәсилисигә мунасивәтлик омумий хәлқ беләт ташлаш паалийити башланди.

русийә пирезиденти виладимир путин нәтиҗисини қоллайдиғанлиқини билдүргән омумий хәлқ беләт ташлаш паалийити 27 - сентәбиргичә давамлишиду.

украина ташқи ишлар министири димитро кулеба, омумий хәлқ беләт ташлаш паалийити өткүзүш қарариға наразилиқ билдүрүп, «сахта әлрайи тәкшүрүши һечнимини өзгәртәлмәйду» дегәниди.

түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқиму бу һәқтә мәхсус байанат елан қилип: «биз украинаниң русийәниң контроллуқи астидики бәзи җайлирида бир тәрәплимә һалда омумий хәлқ беләт ташлаш паалийити өткүзүшкә урунуш һәрикәтлиридин әндишә қилмақтимиз» дегәниди.

америка пирезиденти җо байдин болса, омумий хәлқ беләт ташлаш паалийитиниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати низамнамисиниң еғир дәриҗидә дәпсәндә қилиниши һесаблинидиғанлиқини ейтқаниди.

омумий хәлқ беләт ташлаш паалийити нәтиҗисидә русийәниң мәзкур районларни өзигә қошувелиши мөлчәрләнмәктә. әмма, русийә әмәлдарлири, беләт ташлаш паалийитидин кейин русийә земиниға айлинидиған районларни мудапиә қилиш үчүн истратегийәлик йадро қораллирини ишқа селиш еһтимали барлиқи тоғрисида агаһландурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر