путин: түркийә әң ишәнчлик йолларниң биригә айланди

русийә пирезиденти виладимир путин түркийәниң тәбиий газ тошушта йавропаниму өз ичигә алған әң ишәнчлик йолларниң биригә айланғанлиқини ейтти.

1881125
путин: түркийә әң ишәнчлик йолларниң биригә айланди

түркийә авази радийоси хәвири: киремил сарийиниң билдүрүшичә, русийә пирезиденти виладимир путин билән түркийә җумһурийити җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң 22 – нөвәтлик дөләт вә һөкүмәт башлиқлири йиғини даирисидә бир йәргә җәм болған.

путин, бу йәрдә қилған сөзидә, түркийә билән русийә оттурисида нурғун саһәләрдә паалийәт елип бериватқанлиқлирини тәкитләп мундақ дегән: «болупму, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң йемәк - ичмәк пирограммисиниң йолға қойулушиға қошқан вә қошуватқан төһпиңизгә йәнә бир қетим рәһмәт ейтимән. биз украина ашлиқиниң муһим қисминиң әң намрат дөләтләргә кетишини үмид қилимиз.»

«түркийә, русийәдин тәбиий газ йөткәш паалийәтлиридә әң ишәнчлик йолларниң биригә айланди, <түрк еқими> лайиһәси оңушлуқ давамлашмақта.»

«<аққуйу йадро електир истансиси> ға мунасивәтлик хизмәтләрму давамлашмақта, бу истансидики биринчи сехниң 2023-йили ишқа кириштүрүлүшини үмид қилимиз.»

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң түркийә иқтисади үчүн әң йахши нәтиҗиләрни қолға кәлтүрүшни нишан қилидиған сийаситидин хәвәрдар икәнликлирини әскәрткән путин, мундақ дегән: «түркийәниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләр билән болған мунасивәтлириниң наһайити тез вә қойуқ һаләттә тәрәққий қиливатқанлиқини көрмәскә салалмаймиз. биз түркийәниң бу тәшкилаттики тиришчанлиқлирини һәр җәһәттин қарши алимиз.»

путин, русийәниң тәбиий газиниң % 25 тини рубле арқилиқ сетивелиш келишиминиң пат арида күчкә игә болидиғанлиқини қәйт қилған.

түркийә билән русийә оттурисидики сода омумий соммисиниңму ашқанлиқини байан қилған путин, русийә ширкәтлириниң мәһсулатлирини түркийә арқилиқ дунйа базарлириға сетишиға  қарита қәдәм ташлинидиғанлиқиниму сөзлиригә илавә қилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر