шиветсийәдики сайламда, һакимийәт бешидики партийә биринчи болди

шиветсийәдә өткүзүлгән омумий сайламда, рәсмий болмиған нәтиҗиләргә асасланғанда, баш министир магдалена андерсон (MangdalenaAndersson) рәһбәрликидики сотсийал демократ партийә биринчи болди.

1878576
шиветсийәдики сайламда, һакимийәт бешидики партийә биринчи болди

түркийә авази радийоси хәвири: шиветсийә дөләт телевизийәсиниң (SVT) 7 милйон 700 миң сайлиғучи аваз ташлиған сайламдин кейин елан қилған рәсмий болмиған нәтиҗиләргә асасланғанда, сотсийал демократ партийә %29.3 авазға, йешиллар вә муһит партийәси %5.8 авазға, сол партийә %7 авазға, мәркәз партийәси %7.7 авазға, асаслиқ өктичи либерал партийә %4.7 авазға, хиристийан демократ партийәси %5.2 авазға еришкән.

сайламда, ашқун оңчил шиветсийә демократлар партийәсиниң аваз нисбитини %20.5 гә чиқириши диққәт қозғиди. бу қетимқи сайламда, шиветсийә демократлар партийәси дөләтниң әң чоң иккинчи партийәсигә айланди.

бу нәтиҗиләргә асасән, 349 кишилик парламетта, оңчил партийәләр 173 орунға, солчил партийәләр 176 орунға еришиду.

сотсийал демократ партийәниң мәркәз партийәси билән һөкүмәт қурушқа тиришидиғанлиқи, буни сол партийә билән йешиллар партийәсиниң қоллайдиғанлиқи пәрәз қилинмақта.

йәнә бир тәрәптин, өктичи мөтидил консерватиплар партийәсиниңму либерал партийә партийәси вә хиристийан демократ партийәси билән һөкүмәт қурушқа тиришидиғанлиқи, буни радикал оңчил шиветсийә демократлар партийәсиниң қоллайдиғанлиқи илгири сүрүлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر