байдин иттипақдашлири билән украинаға давамлиқ йардәм бериш мәсилиси һәққидә көрүшти

америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдин канада, йапонийә вә йавропа рәһбәрлири билән украинаға һәрбий вә иқтисадий йардәмләрни давамлаштуруш, йавропани тәбиий газ билән тәминләш мәсилиси һәққидә көрүшти.

1877802
байдин иттипақдашлири билән украинаға давамлиқ йардәм бериш мәсилиси һәққидә көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: ақсарай тәрипидин елан қилинған байанатта билдүрүлүшичә, америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдин, руменийә пирезиденти клаус лоһаннас, полша пирезиденти андреҗ дуда, канада баш министири җастин трудо, германийә баш министири олаф шолз, италийә баш министири марийо драги, йапонийә баш вәзири кишида фумийо, шималий атлантик әһди тәшкилати-нато баш катипи столтенберг, әнглийә баш вәзири лиз трастин сирт йәнә, фирансийә вә йавропа иттипақи вәкиллири билән көрүшкән.

украинаға һәрбий вә иқтисадий йардәмләрни, русийәгә болса ембарголарни давамлаштурушниң зөрүрлүки тәкитләнгән учришишта, рәһбәрләр, йавропани әрзан баһалиқ вә узақ мәзгиллик тәбиий газ билән тәминләш мәсилиси тоғрилиқму өзара пикир алмаштурған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر