мисирда маймун чечики вируси байқалди

мисир сәһийә министирлиқиниң фәйсбук бетидә, маймун чечики вирусиға мунасивәтлик тунҗи вәқәниң байқалғанлиқи тоғрисида байанат елан қилинди.

1877387
мисирда маймун чечики вируси байқалди

түркийә авази радийоси хәвири: мисир сәһийә министирлиқи фәйсбукта байанат елан қилип, бир пуқрада маймун чечики вирусиниң байқалғанлиқини вә у кишиниң дохтурханида карантин астиға елинғанлиқини билдүрди.

байанатта йәнә, йавропадики бир дөләттә туруш рухсити бар болған 42 йашлиқ мисир пуқрасиниң, пат-пат у дөләткә берип туридиғанлиқи, саламәтлик әһвалиниң йахши икәнлики вә учрашқан кишиләргә мунасивәтлик зөрүр тәдбирләрниң елинғанлиқи қәйт қилинди.

маймун чечики вируси конго вә ғәрбий африқа түри дәп иккигә бөлүниду. бу вирус адәттә һайвандин адәмгә йуқидиған болуп, вә йеқин алақиләрдә адәмдин адәмгә наһайити аз йуқиду. бәдәндә йуқири қизитма вә қичишиш қапартқулирини кәлтүрүп чиқириду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر