песков: түркийә муһим бир һәмраһ

киремил сарийи байанатчиси дмитри песков түркийәниң русийә үчүн муһим һәмраһ икәнликини ейтти.

1876519
песков: түркийә муһим бир һәмраһ

түркийә авази радийоси хәвири: песков, русийәдә чиқидиған«‹ Izvestiya› гезити» билән өткүзгән сөһбәттә, русийә – түркийә мунасивәтлири һәққидә тохталди.

түркийә билән болупму украина мәсилисидә охшаш көз қарашқа игә әмәсликлирини, лекин, русийәниң түркийәни муһим һәмраһ дәп қарайдиғанлиқини әскәрткән песков, мундақ дәп көрсәтти: «шәк – шүбһисизки, түркийә бизгә нисбәтән дост бир дөләт. дәрвәқә, түркийә, хәлқара сийасәт мәсилилиридә, сода – иқтисадий һәмкарлиқ нуқтисида биз үчүн наһайити муһим бир һәмраһтур.»

у, түркийәниң русийәгә қаритилған ембарголар еқимидин орун алмиғанлиқини әскәртип мундақ деди: «түркийә мустәқил һалда игилик һоқуқ сийаситини йолға қоймақта. русийә билән түркийәниң, сийасәт вә иқтисадий мәсилиләрдә һәмкарлиқ орнитишида мислисиз пурсәтләр бар.»

бу пурсәтләрдин толуқ пайдилиш үчүн техичә наһайити көп саһәләрниң барлиқини қәйт қилған песков, түркийә билән русийәниң, икки тәрәп мунасивәтлирини өзара һөрмәт қилиш вә пайда йәткүзүш пиринсиплириға асасән давамлаштуруватқанлиқини ейтти.

у йәнә, русийә пирезиденти виладимир путинниң, түркийәниң ашлиқниму өз ичигә алған украина мәсилисидә мурәссәчилик ролини җари қилдуруш тиришчанлиқлиридин интайин миннәтдар икәнлики вә  йуқири беридиғанлиқиниму сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر