зелениский украинаниң донбасни қайтурувалидиғанлиқини билдүрди

украина пирезиденти виладимир зеленский, украинаниң нөвәттә пүтүнләй дегүдәк русийә армийәсиниң қолиға өтүп кәткән донбас шәһирини қайтурувалидиғанлиқини ейтти.

1873258
зелениский украинаниң донбасни қайтурувалидиғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: виладимир зеленский түнүгүнки (йәкшәнбә) күндилик кәчлик нутуқи җәрйанида: «биз һечқандақ шәһәр вә хәлқимизни унтуп қалмидуқ вә унтуп қалмаймиз» деди.

«нөвәттә донбас русийәниң һуҗумлири нәтиҗисидә асасән дегүдәк вәйран болди» дегән зеленский, сөзини давамлаштуруп: «лекин, украина қайтип келиду, чоқум қайтип келиду. һайат бурунқи изиға қайтиду. донбас хәлқиниң инавити қайтип келиду. бихәтәр вә хушал йашаш пурсити қайтип келиду» дегәнләрни қәйт қилди.

өткән ай украина әмәлдарлири, украина армийәсиниң херсон шәһирини қайтурувелиш үчүн дөләтниң җәнубида қайтурма һуҗумға өтидиғанлиқини уқтурғаниди.

русийә, кийевниң донетсики вә лухански районлириға украина дөлити ичидә алаһидә имтийаз беришни мәзмун қилған минсики келишимини иҗра қилмиғанлиқини баһанә қилип, 24 – феврал украинаға җәң елан қилғаниди.

2022-йили 2-айда русийә аталмиш ​​донбас җумһурийәтлирини мустәқил дөләт дәп етирап қилип, украинаниң өзини «ғәрбниң һечқандақ һәрбий тәшкилатиға қошулмайдиған битәрәп дөләт» дәп рәсмий елан қилишини тәләп қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر