доналд трампниң флоридадики дачисидин 184 мәхпий һөҗҗәт тепилди
тирампниң өйидә қолға чүшүрүлгән һөҗҗәтләрниң «инсанларниң ахбарат мәнбәлиригә хәтәр елип келидиған сәвийәдә» икәнлики билдүрүлди.
түркийә авази радийоси хәвири: американиң сабиқ пирезиденти доналд трампниң 8 - авғустта флоридадики мар-лаго намлиқ дачисида елип берилған бесип кирип тәкшүрүшкә алақидар америка федератсийә тәкшүрүш идариси (FBI) тәрипидин тәййарланған қәсәмлик байаннамида, 184 мәхпий һөҗҗәтниң тепилғанлиқи билдүрүлди.
америка федератсийә тәкшүрүш идарисиниң мар-лаго дачисини тәкшүрүш рухсити үчүн сотчиқа йоллиған 34 бәтлик қәсәмлик байананмисиниң бәзи җайлири чиқириветилгән шәкилдә хәлқкә очуқ һәмбәһирләнди.
байаннамида, тирампниң флоридадики дачисида елип берилған ахтуруш җәрйанида, 15 қута һөҗҗәтниң қолға чүшүрүлгәнлики вә бу қутуларниң 14 идин җәмий 184 мәхпий һөҗҗәтниң тепилғанлиқи билдүрүлди.
буниңдин башқа йәнә, федератсийә тәкшүрүш идариси байанатида, тирампниң өйидә қолға чүшүрүлгән һөҗҗәтләрниң «инсанларниң ахбарат мәнбәлиригә хәтәр елип келидиған сәвийәдә» икәнликини билдүрди.
байанатта тирампниң адвокати билән федератсийә тәкшүрүш идариси FBI ниң мәхпий һөҗҗәтлириниң мар-лаго дачисидики бир һоҗрида сақлиниватқанлиқи һәққидә йезишқан сөзлиригиму орун аҗритилди.
трампниң мар-лаго дачисиға 8-авғустта федератсийә тәкшүрүш идариси бесип керип тәкшүрүш елип барған иди.