шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати рәһбәрләр йиғини сәмәрқәнттә ечилиду

өзбекстанниң сәмәрқәнт шәһиридә өктүзүлидиған шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати рәһбәрләр йиғиниға, түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанни өз ичигә алған 14 дөләтниң дөләт рәһбәрлири қатнишиду.

1872848
шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати рәһбәрләр йиғини сәмәрқәнттә ечилиду

түркийә авази радийоси хәвири:өзбекстанниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатидики кординатори рәһмәтуллаһ нуримбәтов 15-16-сентәбир (2022) күнлири өткүзүлидиған шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати рәһбәрләр йиғининиң тәййарлиқ хизмәтлири тоғрисида пайтәхт ташкәнттә ахбарат елан қилди.

у йиғинға 14 дөләтниң дөләт рәһбәрлири билән 10 хәлқаралиқ тәшкилатниң йуқири дәриҗилик мәсуллириниң қатнишишиниң пилан қилинғанлиқини билдүрүп, йиғинда тәшкилатқа әза дөләтләр оттурисида сода, иқтисадий, селинма, сайаһәтчилик, мәдәнийәт вә инсаний саһәлиридә өзара һәмкарлиқларни тәрәққий қилдурушқа мунасивәтлик 20 дин артуқ келишимниң имзалиниши мумкинликини әскәртти.

у йиғинға, русийә, қазақистан, қирғизистан, таҗикстан, хитай, пакистан, һиндистан вә өзбекстандин башқа, көзәткүчи әза салаһийитидики беларусийә, моңғулийә вә иранниң пирезидентлири, саһибхан дөләт өзбекстан пирезиденти шәвкәт мирзайев тәклип қилған түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған билән түркмәнистан пирезиденти сәрдар бәрдимуһәммәдовниң қатнишидиғанлиқини, тәшкилатниң дийалог шерики дөләтләрдин йуқири дәриҗилик әмәлдарларниңму қатнишидиғанлиқини билдүрди.

у түркийә үстидә айрим тохтилип, түркийәниң өзбекстанниң йеқин истратегийәлик вә қериндаш дөләт икәнликини әскәртти.

у мундақ деди:

«күнимиздә райондики өзгиришләр вә өзбекстанниң ташқи сийасәт нишани көздә тутулғанда, түркийәгә охшаш бир дөләтниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати рәһбәрләр йиғиниға тәклип қилиниши мувапиқ қарар. бу тәшкилатқа әза барлиқ дөләтләрниң қоллишиға еришти» деди.

шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати 2001-йили 15-ийун қурулған иди. тәшкилатқа, хитай, русийә, қазақистан, қирғизистан, таҗикстан, өзбекстан, һиндистан вә пакистан қатарлиқ дөләтләр әза. түркийә 2021-йили тәшкилатниң дийалог шерики болған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر