иран бир биригада генералиниң сүрийәдә өлгәнликини билдүрди

иран инқилаб муһапизәтчилири қисимлириниң биригада командири генерал әбулфазл әлиҗаниниң сүрийәдә һайатидин айрилғанлиқи билдүрүлди.

1871444
иран бир биригада генералиниң сүрийәдә өлгәнликини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: иран дөләт телевизийәси, сүрийәдә «һәрбий мәслиһәтчи» болуп вәзипә өтәватқан иранлиқ қомандан әлиҗаниниң түнүгүн сүрийәдә өлгәнликини хәвәр қилди؛ хәвәрдә, қоманданниң өлүш сәвәби һәққидә мәлумат берилмиди.

гәрчә хәвәрдә йуқири дәриҗилик қомандан дәпла атилип, һәрбий унвани тилға елинмиған болсиму, иран таратқулиридики фото – сүрәтләрдин униң биригада генерали икәнлики оттуриға чиқти.

иран сүрийәдә вәзипә өтәватқан иран инқилаб  муһапизәтчилири қисимлири әзалирини «һәрбий мәслиһәтчи» дәп атайду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر