сәй йиңвен: «демократийә өзики» деди

хитай билән игилик һоқуқи тоқунушида туруватқан тәйвән рәһбири сәй йиңвен өзәк санаитидә өзара демократик дөләтләр һәмкарлиқиниң муһим әһмийәткә игә икәнликини тәкитләп: «демократийә өзики» деди.

1871002
сәй йиңвен: «демократийә өзики» деди

түркийә авази радийоси хәвири: хитай билән игилик һоқуқи тоқунушида туруватқан тәйвән рәһбири сәй йиңвен өзәк санаитидә өзара демократик дөләтләр һәмкарлиқиниң муһим әһмийәткә игә икәнликини тәкитләп: «демократийә өзики» деди.

тәйвән агентлиқис н а ниң (CNA) хәвиригә қариғанда, пирезидент сәй йиңвен арални зийарәт қилған америка индийана иштатиниң валийси ерик җ.холком (Eric J. Holcomb) билән көрүшкәндә, пирезидент җо байдинниң мушу айниң бешида өзәк вә илим-пән қанунини тәстиқлап иҗра қилишқа башлишиниң, тәминләш зәнҗириниң бихәтәрликини күчәйтидиғанлиқиға ишинидиғанлиқини ейтқан.

сәй йиңвен иқтисадий бихәтәрликниң дөләт вә район бихәтәрликиниң муһим түврүки икәнликини тәкитләп: «тәйвән демократик шериклири билән сиҗил тәминләш зәнҗирлирини бәрпа қилип, <демократийә өзики> ишләпчиқириш үчүн өзара һәмкарлиқларни күчәйтишкә тәййар. биз ортақ қиммәт қаришимизни бирликтә қоғдийалаймиз вә техиму зор гүллиниш һасил қилалаймиз» деди.

америка индийана валийси холком медйа текни (MediaTek) өз ичигә алған тәйвәндики 10 чоң ширкәтниң, индийанаға мәбләғ салғанлиқини билдүрди.

у: «тәйвәнгә охшаш бир шерик билән, йеңилиқ йаритишни илгири сүридиған кәлгүси йариталайдиғанлиқимизға, дунйави һәл қилиш чариси тапалайдиғанлиқимизға вә бизни тәрәққий қилдуридиған бөсүш характерлик тәтқиқатларни қилалайдиғанлиқимизға ишинимән» деди.

америка авам палатасиниң башлиқи нәнси пелосиниң мушу ай бешидики (авғуст) тәйвән зийаритидин кейин җиддийлик давамлишиватқанда аралға йетип кәлгән холком, вухән вируси Kovid-19)) башланғандин буйан бу арални зийарәт қилған тунҗи америка иштатиниң валийси болуп қалди.

диққәт қилишқа әрзийдиғини шуки, мәзкур көрүшүш, америка, йапонийә, җәнубий корейә вә тәйвән бирликтә қурушни пиланлиған өзәк ишләпчиқиришта һәмкарлиқни көздә тутқан «өзәк төт тәрәп» ниң тәййарлиқ хизмәтлиригә тоғра кәлди.

хитай «өзәк төт тәрәп» ни, мәзкур саһәдә өзигә қарши бир гуруппа тәшкилләш тиришчанлиқи дәп қаримақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر