русийә армийәси бәзи сәпләрдә чекинишкә мәҗбур болған

украина армийә қоманданлиқ иштаби түнүгүн кечә (2022-йили 21-авғуст) луханск районида русийә армийәсиниң бәш қетимлиқ һуҗумини чекиндүргәнликини елан қилди.

1870927
русийә армийәси бәзи сәпләрдә  чекинишкә мәҗбур болған

түркийә авази радийоси хәвири: украина армийә қоманданлиқ иштаби русийә армийәсиниң һуҗумлирини чекиндүргәнлики тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, йеқинқи 24 саәттә русийә қисимлириниң суми районидики икки туралғу районини топқа тутқанлиқи, харкив райониға болса, танка вә башқурулидиған бомбилар билән һуҗум қилғанлиқи билдүрүлди.

 байанатта, бахмут вә крамотрск тәрәптә өзара һуҗумларниң давам қилғанлиқи, әмма славйанск, авдика, запорижйа линйәлиридә бәзи туралғу районлирини қолға чүшүрүшкә урунған русийә қисимлириниң чекиндүрүлгәнлики қәйт қилинди.

украина правда тор бетиниң һәрбий район органлиридин елинған мәлуматларни асас қилип елан қилған хәвиридә көрситилишичә, түнүгүн кечә русийә қисимлириниң луханск районида қилған бәш қетимлиқ һуҗуми чекиндүрүлгән, алтә линйәдә уруш давамлашқан.

байанатта, миколайев линйәсидә илгирилигән русийә қисимлириниң, блаходат районида қисмән мувәппәқийәткә еришкәнлики билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر