русийәниң даңлиқ сийасий мутәхәссисниң қизи суйиқәсткә учрап қаза қилди

русийәниң даңлиқ сийасий мутәхәссиси александир дугинниң қизи дарйа дугинаниң өлүми тоғрисида тәкшүрүш башланди.

1870488
русийәниң даңлиқ сийасий мутәхәссисниң қизи суйиқәсткә учрап қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә тәкшүрүш комитетиниң елан қилған байанатида, дарйа дугинаниң олтурған аптомобили партилитилғанлиқи сәвәбидин қаза қилғанлиқи әскәртилди.

байанатта, вәқәгә мунасивәтлик тәкшүрүшниң башланғанлиқи, дугина һәйдигән аптомбилға партилатқуч орунлаштурулғанлиқи вә аптомобилниң йолда кетиватқан пәйттә партилиғанлиқи  уқтурулди.

аптомобилниң дадиси александир дугинға тәвә икәнлики билдүрүлмәктә.

александир дугинниң 30 йашлиқ қизи дарйа дугина түнүгүн москва райониниң одинтсово шәһири әтрапида олтурған оптомобили партилиғанлиқи сәвәбидин қаза қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر