макрон зелениски билән телефонлашти

фирансийә пирезиденти еммануел макрон украина пирезиденти владимир зелениски билән телефонда көрүшти.

1868848
макрон зелениски билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: фирансийә пирезидент мәһкимиси елисе сарийи тәрипидин елан қилинған байанатта, телефон сөһбитидә, макронниң, запориҗйа йадро електр истансисиға қарита әндишилирини оттуриға қойғанлиқи, һәмдә русийә әскәрлириниң бу йәрдин чекиниши тоғрулуқ чақириқта болғанлиқи тәкитлинип мундақ дейилди: «икки рәһбәр йәнә, йәр шариви ашлиқ бихәтәрлики үчүн муһим болған украина ашлиқини експорт қилиш тоғрулуқ музакирә елип барди. макрон зеленискиға, украина ашлиқиниң еһтийаҗлиқ болуватқан африқаға әвәтилишиниң толиму хушаллинарлиқ әһвал икәнликини ейтти.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر