пакистанда нефит аптомобили билән аптобус соқулуп кәтти

пакистанниң баһавалпур шәһиригә йеқин җайда нефит аптомобили билән аптобус соқулуп кетип, 20 адәм қаза қилди, 6 адәм йариланди.

1868270
пакистанда нефит аптомобили билән аптобус соқулуп кәтти

түркийә авази радийоси хәвири: пакистан таратқулириниң хәвәр қилишичә, лаһордин карачиға қарап кетиватқан йолучилар аптобуси, баһавалпур шәһиригә йеқин җайда, шопурниң контроллуқини йоқитип қойушидин кейин, нефит аптомобили билән соқулуп кәткән.

қазада 20 адәм һайатидин айрилған, 6 адәм йариланған.

вәқә йүз бәргәндин кейин, районға көп санда от өчүрүш әтрәтлири вә қутқузуш  аптомобиллири әвәтилгән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر