хитай тәйвән мәсуллириға тәһдит селишни давамлаштурмақта

хитай тәйвән мәсуллириға ембарго йүргүзидиғанлиқини җакарлиди.

1868279
хитай тәйвән мәсуллириға тәһдит селишни давамлаштурмақта
Çin_hərbi təlim_.jpg
Tayvan lideri Tsai Ing-wen.jpg
tayvan bayrak.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: америка авам палатасиниң башлиқи нәнси пелоси ханимниң ай бешида (2-авғуст) тәйвәнгә қилған зийаритидин кейин, хитай мустәқиллиқни тәшәббус қилғучиларға, болупму аралдики һөкүмәт әмәлдарлириға ембарго йүзгүзидиған болди.

«йәр шари вақти гезити» ниң хәвиригә асасланғанда, хитай коммунистик партийә мәркизи комитетиниң тәйвән ишханиси тәрипидин елан қилинған байанатта, тәйвән баш министири су тисеңчаң, парламент башлиқи сән си-кун, ташқи ишлар министири җосеф ву, тәйвән һөкүмитиниң америкадики вәкили би -хем сйав , тәйвән парламент әзалиридин ко ли - хисйуң, тисәй чи-чаң, кер чен миң, чен җйав хуа вә ваң тиң йү билән паалийәтчи ли фанниң ембарго тизимликигә киргүзүлгәнлики билдүрүлгән.

байанатта, тилға елинған кишиләр «тәйвән мустәқиллиқиниң кәскин қоғдиғучилири болған бөлгүнчиләрдур» дәп әйибләнгән, улар вә аилилириниң хитай чоң қуруқлуқиға, хоңкоң вә авмен алаһидә мәмурий районлириға кириши чәкләнгәнлики, мунасивәтлири болған орган, тәшкилат вә ширкәтләрдин башқа йәнә, уларниң қоллиғучилири билән хитайда турушлуқ кишиләр вә гуруппиларниң һәмкарлишиши шундақла хитайда пайда елиш паалийәтлиридә болуши чәкләнгәнлики уқтурулған.

буниңдин башқа йәнә, парламент башлиқи йониң рийасәтчиликдики тәйвән демократийә фонди җәмийити вә ташқи ишлар министири ву баш катиплиқини қиливатқан хәлқара һәмкарлиқ вә тәрәққийат фондиниңму ембарго тизимликигә киргүзүлгәнлики тәкитлинип, мундақ дейилгән:

«тәйвәнниң мустәқиллиқини қолға кәлтүрүш тәшәббуслири хитайниң бирлишиши алдидики әң чоң тосалғу вә хәлқниң қайтидин гүллиниши йолидики әң чоң хәтәр. тәйвәнниң мустәқиллиқини қоллайдиған аз сандики радикал бөлгүнчиләр узун мәзгилдин буйан шәхсий мәнпәәтигә мас һалда чәт әл күчлири  билән һәмкарлишип, иғвагәрчилик һәрикәтлирини көпәйтмәктә. мәзкур бөлгүнчиләр тәйвән боғузиниң икки тәрипини қутуплаштуруп, қәстән күшкүртмәктә. районниң тинчлиқи вә муқимлиқиға мәсулийәтсизлик билән зийан салмақта. америка авам палатаси башлиқи нәнси пелоси ханимниң тәйвән зийарити җәрйанидики паалийәтлири техиму йаман ғәрәзлик болуп, тәйвәнниң мустәқиллиқ издинишидики созулма җәрйанни ашкарилап қойди.»

байанатта йәнә, хитай чоң қуруқлуқидики һөкүмәтниң дөләтни бөлүшни мәқсәт қилған һәр қандақ паалийәткә йол қоймайдиғанлиқи тәкитлинип: «биз һечқандақ сиртқи күчниң дөләтниң гүллинишигә тосқунлуқ қилишиға вә тәйвәнниң мустәқиллиқини мәқсәт қилған бөлгүнчилик паалийәтлиригә йол қоймаймиз» дейилди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر