авистиралийәниң канберра айродорумида бир киши қалаймиқан оқ чиқарди

авистиралийәдики канберра айродоруми, бир кишиниң айродорум терминали бинасида һаваға қаритип оқ чиқириши сәвәбидин тарқақлаштурулди.

1867569
авистиралийәниң канберра айродорумида бир киши қалаймиқан оқ чиқарди

түркийә авази радийоси хәвири: авистиралийәниң пайтәхти канберрадики айродорумға бир киши шу йәрниң вақти чүштин кейин саәт 13.30 дә кирди.

йолға чиқиш тәкшүрүш районида сақлашқа башлиған һуҗумчи тәхминән 5 минуттин кейин қоралини чиқирип һаваға оқ чиқиришқа башлиди.

һуҗумчи көпинчисини терминал бинасииң деризисигә қаритип 5 пай оқ чиқарди. йолучиларни йаки айродорум хадимлирини һуҗум нишани қилмиди.

алақидар мәсуллар дәрһал алдини елиш тәдбири сүпитидә айродорумни бошатти.

сақчи мәсуллири һуҗумда адәм өлүш йаки йарилиниш вәқәси көрүлмигәнликини ейтти.

вәқәгә четишлиқ бир кишиниң қолға елинғанлиқи вә қоралниң мусадирә қилинғанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر