шиветсийә түркийәниң тәлипигән бинаән алдамчилиқ җинайәтчисини тапшуруш беришни қарарлаштурди

шиветсийә түркийә алдамчилиқ җинайити түпәйли «қизил рәңлик тутуш буйруқи» чиқарған кишини түркийәгә қайтуруп беришни қарарлаштурди.

1866837
шиветсийә түркийәниң тәлипигән бинаән алдамчилиқ җинайәтчисини тапшуруш беришни қарарлаштурди

түркийә авази радийоси хәвири: шиветсийә дөләтлик телевизийә қанили (SVT) ниң хәвиригә қариғанда, алий сот мәһкимиси, түркийә алдамчилиқ җинайити түпәйли «қизил рәңлик тутуш буйруқи» чиқарған 35 йашлиқ кишини түркийәгә қайтуруп беришни қарар қилған.

шиветсийә әдлийә вә ички ишлар министири морган йоһансон, алий сот мәһкимисиниң қарари һәққидә тохталғанда, буниң даимлиқ әһвал икәнликини қәйт қилған.

мәлуматларға қариғанда, 2011-йилдин башлап шиветсийәдә йашаватқан вә бу мәзгилдә сийасий панаһлиқ тилигән мәзкур киши, түркийәдики алдамчилиқ җинайити түпәйли 14 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған.

мәзкур киши, түркийәгә тапшуруп берилмәслики үчүн хиристийан диниға киргән.

00



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر