йапонийәдики қаттиқ иссиқ 5 кишиниң җениға замин болди

йапонийәдә қаттиқ иссиқ сәвәбидин 1 һәптә ичидә 5 киши қаза қилди.

1865917
йапонийәдики қаттиқ иссиқ 5 кишиниң җениға замин болди

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийә ички ишлар вә хәвәрлишиш министирлиқиниң апәтни башқуруш оргини 7 - авғустқичә болған бир һәптә ичидә қаттиқ иссиқ сәвәбидин 5 кишиниң һайатидин айрилғанлиқини елан қилди.

бу җәрйанда  65 йаштин йуқири 3 миң 982 кишини қошқанда, җәмий 7 миң 218 киши иссиқ өтүп кетишкә мунасивәтлик кесәллик аламәтлири сәвәбидин балнестқа елинди.

метеорологийә идариси (JMA) келәр һәптәғичә қаттиқ иссиқниң давам қилидиғанлиқини елан қилди.

термометир пайтәхт токйоға йеқин сайтама өлкисидә 38 градусни көрсәтти.

токйо вә униң әтрапидики башқа районларда температура 34 градустин ашти.

мутәхәссисләр иссиқ өтүп кетишкә алақидар агаһландурушлирини тәкрарлап,  зөрүр болмиған әһвалда сиртқа чиқмаслиқ, һава тәңшигүч ишлитиш вә суни көп истемал қилишни тәвсийә қилди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر