хитай армийәси маневирлирини ахирлаштурди

хитай армийәси, америка авам палатаси башлиқи нәнси пелосиниң өткән һәптидики тәйвән зийаритидин кейин,арал әтрапида башлиған һәрбий маневирлирини ахирлаштурғанлиқини уқтурди.

1866105
хитай армийәси маневирлирини ахирлаштурди

түркийә авази радийоси хәвири: хитай армийәси шәрқ фиронт қоманданлиқ иштаби байанатчиси ши йи байанат берип, тәйвән әтрапидики деңиз вә һава бошлуқидики маневирларниң ахирлашқанлиқини билдүрди؛ у, маневирлар даирисидики вәзипиләрниң мувәппәқийәтлик тамамланғанлиқини, армийәниң бирләшмә җәң қилиш иқтидариниң үнүмлүк синақ қилинғанлиқини тилға елип, бейҗиңниң тәйвән боғузидики вәзийәтни назарәт қилидиғанлиқи вә җәң тәййарлиқи маневирлирини мунтизим шәкилдә елип баридиғанлиқини оттуриға қойди.

бу байанат хитай һөкүмитиниң бүгүн әтигән тәйвән сийасити һөҗҗити елан қилғандин кейин елан қилинди. һөҗҗәттә, хитай билән тәйвәнниң идийәви вә иҗтимаий пәрқи етирап қилинған «тинч бирлишиш» нишани тәкитләнди.

хитай тәйвән ишлири ишханиси билән учур – алақә ишлири башқармиси бирликтә елан қилған «тәйвән мәсилиси вә йеңи дәврдә хитайниң бирлишиши» мавзулуқ һөҗҗәттә, аралниң игилик һоқуқиниң бейҗиңға мәнсуп икәнлики тәкитлиниш билән биргә, йаришишни тәшәббус қилидиған учурларға орун берилиши диққәтни тартти.

хитай армийәси нәнсий пелосиниң зийаритидин кейин, 8-, 7- авғуст күнлири арал әтрапидики 6 районда һәрбий маневир башлиған болуп, маневир тоғрисидики һава бихәтәрлик агаһландурушиниң муддитиниң 7-авғуст кечиси тошқан болушиға қаримай, маневирлар 8-вә 9-авғуст күнлириму давамлашқаниди.

арал әтрапида әмәлий қамал пәйда қилған маневирлар сәвәбидин бәзи районлар парахот вә айропилан қатнишиға тақалғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر