б д т даешниң тизгинәклик  учқу ишлитиш нисбитини ашурғанлиқи һәққидә агаһландурулди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати терорлуқ тәшкилати даешниң өткән бир йилда тизгинәклик  учқу ишлитиш нисбитини көрүнәрлик дәриҗидә ашурғанлиқини билдүрди.

1865970
б д т даешниң тизгинәклик  учқу ишлитиш нисбитини ашурғанлиқи һәққидә агаһландурулди

түркийә авази радийоси хәвири: б д т терорлуққа қарши күрәш бөлүминиң мудири виладимир воронков б д т хәвсизлик кеңишигә доклат бериш йиғинида,  терорлуқ тәшкилати даешниң райондики контроллуқи вә рәһбәрлики җәһәттин учриған талапәтлиригә қаримастин,  һазирму тәһдит икәнлики һәққидә агаһландурушта болди.

воронков терорлуқ тәшкилатиниң өткән бир йилда, болупму ирақниң шималида тизгинәклик  учқу ишлитиш нисбитини көрүнәрлик дәриҗидә ашурғанлиқини әскәртип, даешниң һазирму сүрийә, ирақ, афғанистан, сомали вә чад ойманлиқида паалийәт елип бериватқанлиқини байан қилди.

воронков даешниң сүрийә вә ирақта 10 миңға йеқин җәңчисиниң барлиқини, терорлуқ тәшкилатиниң йәнә, 25  милйон доллардин  50 милйон долларғичә киримгиму игә икәнликини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر