австралийә хитайни җиддийчиликни пәскуйға чүшүрүшкә чақирди

австралийә, америка авам палатаси башлиқи нәнси пелосиниң өткән һәптидики тәйвәнни зийаритидин кейин хитай һәрбий маневир башлиған тәйвән боғузидики җиддийчиликниң пәскуйға чүшүрүлүшини тәләп қилди.

1865022
австралийә хитайни җиддийчиликни пәскуйға чүшүрүшкә чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: австралийә ташқи ишлар министири пенний воң, хитайниң тәйвән боғузида өткүзгән маневирида баллистик башқурулидиған бомба қойуп бериши вә хитай башқурулидиған бомбилириниң йапонийә алаһидә иқтисадий райониға чүшүп кетиши қатарлиқларни әйибләп, нөвәттки әң һалқилиқ ишниң тәйвән боғузидики җиддийчиликниң пәсәйтилиши икәнликини оттуриға қойди.

министир воң сөзини давамлаштуруп, бу җиддийчиликниң авистиралийәгила әмәс, райондики барлиқ дөләтләргә тәсир көрсәткәнликини қәйт қилди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر