сәнйада 80 миң сайаһәтчи тохтап қалди

хитайниң җәнубидики ковид-19ни тизгинләш тәдбирлири йолға қойулған сәнйа сайаһәт шәһиридә 80 миң сайаһәтчи тохтап қалди.

1864704
сәнйада 80 миң сайаһәтчи тохтап қалди

түркийә авази радийоси хәвири: хитайниң алақидар тармақлири, иссиқ бәлвағ хәйнән арилидики бу шәһәрниң ковид -19 ниң тарқилиши сәвәбидин «нуқтилиқ район» дәп елан қилинғанлиқини билдүрүп, йуқумниң тарқилишиниң алдини елиш үчүн түнүгүн әтигәндин башлап йол йүрүшни мәни қилишни өз ичигә алған бир қатар чәклимиләрниң йолға қойулғанлиқини билдүрди.

чәклимиләр түпәйли 80 миң сайаһәтчи тохтап қалған сәнйаниң төмүр йол тармақлири беләт сетишни толуқ чәклииди, нөвәтчи айропиланларму әмәлдин қалдурулди.

сәнйадин айрилмақчи болған сайаһәтчиләргә йәттә күн ичидики тәкшүрүш нәтиҗисиниң бәшидә йуқум аламәтлириниң байқалмаслиқи шәрти қойулған.

игилинишичә, сәнйадики чәклимә сайаһәтниң әң ават мәзгилигә тоғра кәлгән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر