америкада икки өйдә партлаш йүз бәрди

американиң небраска иштатида икки айрим өйдә тәң бирла вақитта партлаш йүз берип, чиққан отта төт кишиниң җенидин айрилди.

1864080
америкада икки өйдә партлаш йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: американиң небраска иштатида икки өйдә тәң бирла вақитта партлаш йүз берип от кәтти. небраска сақчи идариси партлашниң һуҗум қилиш вәқәсигә мунасивәтлик болуш еһтимали үстидә тәкшүрүш елип бармақта.

җенидин айрилғанларниң уруқ-туғқан икәнлики йаки әмәслики билдүрүлмиди. хәвпсизлик тармақлири вәқәләрниң бир-биригә четишлиқ әмәсликини ейтишниң «интайин қийинлиқи» ни әскәртти.

партлаш йүз бәргән районда камерада көрүнгән бир аптомобилни издәш ишлириниң башланғанлиқи қәйт қилинди.

гуваһчиларниң билдүрүшичә, партлаш йүз бериштин илгири оқ авазлири аңланған.

пажарни хадимлири һәр икки өйдә чиққан отта бир хил мадда ишлитилгәнликини билдүрди. бу сәвәбләр түпәйлидин, тәң бирла вақитта йүз бәргән вәқәләрниң бир-биригә четишлиқ от қойуп бериш вәқәси икәнликидин гуман қилинмақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر