пелоси корейә битәрәп районини зийарәт қилди

америка авам палатаси рәиси нәнси пелоси һәмраһлиқидики палата һәйити билән бирликтә җәнубий корейә – шималий корейә чеграси болған корейә битәрәп районини зийарәт қилди.

1863941
пелоси корейә битәрәп районини зийарәт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: пелоси, бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди: «әскәрдин халий район / бирләшмә бихәтәрлик райони вә осан һава армийәси базисини зийарәт қилған вақтимизда, кореийә йерим арилидики демократийәниң қоғдиғучилири болған әскәрлиримизниң вәтәнпәрвәрлик хизмәтлири үчүн палатаға вә дөләткә миннәтдарлиқимизни билдүрдуқ.»

«палата һәйити билән бирликтә зийаритимизни давамлаштуруватимиз. шуниң билән бир вақитта, райондики һәмраһлиримзни қудрәт тапқузуш, әркин вә очуқ һинди-тинч окйанни илгири сүрүшкә тиришиватимиз.»

җәнубий корейә пирезиденти йон сук йеол  тәтилдә болғанлиқи үчүн, пелоси униң билән телефонда көрүшти.

район зийаритини 1-авғуст сингапордин башлиған нәнси пелоси, кейинчә малайшийада, андин тәйвәндә зийарәттә болғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر