гутеррес дунйа әллирини күчийип кетиватқан йадро қораллири хәвпи тоғрисида агаһландурди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) баш катипи антонийо гутеррес, дунйа миқйасида күчийиватқан йадро қораллириниң кеңийиш хәвпи тоғрисида агаһландурди.

1862552
гутеррес дунйа әллирини күчийип кетиватқан йадро қораллири хәвпи тоғрисида агаһландурди

түркийә авази радийоси хәвири: б д т омумий кеңишидә өткүзүлгән йадро қораллириниң кеңийишиниң алдини елиш шәртнамисигә түзитиш киргүзүшни мәзмун қилған 10-қетимлиқ йиғининиң ечилиш нутуқини сөзлигән антонийо гутеррес, дунйада күнсери күчийиватқан йадро қораллири хәвпини тилға елип, йадро қораллириниң кеңийиш хәвпи күчийип кәткәчкә, сүркилишләрни пәсәйтиш күчиниң аҗизлап кәткәнликини, бу ишларниң һәммисиниң оттура шәрқ вә корейә йерим арилидин тартип русийәниң украинаға таҗавуз қилишиғичә болған йадро киризислири күчийип кәткән бир пәйттә йүз бәргәнликини оттуриға қойди.

«дунйаниң һәрқайси җайлиридики сийасий җуғрапийәлик җиддийчиликләр йеңи пәллигә көтүрүлүп, риқабәт һәмкарлиқларни боғуп қойған болғачқа, дийалогниң орнини ишәнчсизлик, қоралсизлинишниң орнини парчилиниш игилимәктә» дегән баш катип антонио гутеррес, дунйаниң нөвәттә илгирики һәр қандақ вақитқа қариғанда техиму күчлүк шәкилдә йадро қораллириниң кеңийишиниң алдини елиш шәртнамисигә моһтаҗ икәнликини тәкитлиди.

гутеррес иккинчи дунйа уруши (1939-1945) мәзгилидә йапонийәниң хирошима вә нагасаки шәһәрлиригә ташланған атом бомбилирини әслитип өткәндин кейин, нөвәттә дунйа миқйасидики қорал искилатлирида тәхминән 13000 йадро қорали барлиқини тилға елип: «инсанийәт хирошима вә нагасакиниң дәһшәтлик от апәтлиридин алған тәҗрибә - савақларни унтуп қелиш хәвпигә дуч кәлмәктә» деди.

у, йадро урушиниң хәтирини азайтип, қоралсизлиниш сүритини тезлитидиған әмәлий чарә - тәдбирләрниң оттуриға қойулуши, йадро техникисини пәқәт тинчлиқ үчүнла ишлитишни тәшвиқ қилип, бу мәқсәттә көп тәрәплик келишимләрниң әслигә кәлтүрүлүши керәкликини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر