шималий корейә йадро қораллирини ишлитиш тоғрулуқ тәһдит салди

шималий корейә рәһбири ким җоңун дөлитиниң йадро урушини тосуш һәрикитигә тәййар икәнликини җакарлиди.

1860492
шималий корейә йадро қораллирини ишлитиш тоғрулуқ тәһдит салди

түркийә авази радийоси хәвири: шималий корейә дөләтлик ахбарат агентлиқи (KCNA) ниң хәвәр қилишичә,  ким җоңун, «корейә уруши» ахирлашқанлиқиниң 69 йиллиқини хатириләш мурасимида қилған сөзидә, дөлитиниң америка қошма иштатлири билән болған һәрқандақ шәкилдики һәрбий тоқунушқа толуқ тәййар икәнликини илгири сүргән.

бу байанат, шималий корейәниң йәттинчи қетимлиқ йадро синиқиға тәййарлиқ қиливатқанлиқидин әндишә қилиниватқан мәзгилдә елан қилинди.

америка қошма иштатлири, алдинқи айда, пийоңйаңниң йадро синиқи елип бериш еһтималлиқиниң барлиқи тоғрулуқ агаһландурғаниди.

шималий корейә, әң ахирқи қетим 2017 – йили йадро синиқи елип барған болсиму, лекин кореийә йерим арилида сүркилиш қайтидин кәскинләшмәктә.

америка қошма иштатлириниң шималий корейә алаһидә вәкили суң ким, шималий корейәниң бу йил мисли көрүлүп бақмиған көп санда йадро синиқи елип барғанлиқини ейтти.

ийун ейида, җәнубий корейәму 8 данә башқурулидиған бомба қойуп бериш арқилиқ, шималий корейәгә җаваб қайтурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر