дунйа сәһийә тәшкилати маймун чечикини «йәр шари характерлик җиддий әһвал» елан қилди

дунйа сәһийә тәшкилати маймун чечики йуқумини «йәр шари характерлик җиддий әһвал» дәп елан қилди.

1858702
дунйа сәһийә тәшкилати маймун чечикини «йәр шари характерлик җиддий әһвал» елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: дунйа сәһийә тәшкилати баш директори, доктор тедрос аданом гебрейус, 21-ийул тәшкилатниң шивейтсарийәниң җәнвә шәһиридики баш оргинида өткүзүлгән җиддий әһвал комитети йиғиниға мунасивәтлик учурларни ахбаратчилар билән ортақлишип, өзлириниң һазирғичә 75 дөләттә 16 миңдин артуқ адәмниң маймун чечики вирусини йуқтурвалғанлиқини җәзмләштүргәнликлирини, бәш кишиниң вирустин йуқумлинип қаза қилғанлиқини билдүрди.

гебрейус җиддий әһвал комитети йиғинидики вирусниң хәтиригә мунасивәтлик барлиқ пикирләрни аңлиғанлиқини тилға елип: «комитет маймун чечики йуқуминиң хәлқара амма сағламлиқи җиддий һалити тәшкил қилидиғанлиқи тоғрисида бирликкә келәлмиди» деди.

вирусниң нурғун дөләтләрдә тунҗи көрүлүшкә башлиғанлиқини билдүргән гебрейус, вирусниң йеңи йуқуш шәкиллири билән дунйада тарқилишни давамлаштуруватқанлиқини, униңға даир мәлуматларниң чәклик икәнликини билдүргәндин кейин, вирусниң дунйа миқйасидики тарқилиш нисбити нормал болсиму, йавропада наһайити тез тарқиливатқанлиқини әскәртип: «шуңа мән маймун чечики вирусиниң хәлқара амма сағламлиқи җиддий һалити тәшкил қилғанлиқиға қарар қилдим» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر