йавропа иттипақи русийәдин алтун вә үнчә-мәрвайит импорт қилишни чәклиди

йавропа иттипақи дөләтлири русийәдин алтун вә үнчә-мәрвайит импорт қилишни чәкләш қарарини өз ичигә алған йеңи ембарго пиланини тәстиқлиди.

1857539
йавропа иттипақи русийәдин алтун вә үнчә-мәрвайит импорт қилишни чәклиди

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақи нөвәтчи рәис дөлити чехийәниң рәсмий иҗтимаий таратқу адресида һәмбәһирләнгән учурда, әза дөләтләр вәкиллириниң белгийә пайтәхти бирйусселда ечилған йиғинда, русийәгә қаритилған йеңи ембарго пиланиниң тәстиқланғанлиқи вә бу тәдбирләрниң йавропа иттипақиниң рәсмий гезитидә елан қилинғандин кейин күчкә игә болидиғанлиқи билдүрүлди.

пиланға асасланғанда, русийәниң бир қисим әмәлдарлири вә органлириниң мал-мүлүклири тоңлитилиду. ембарго тизимликигә киргүзүлидиған кишиләргә сайаһәт чәклимиси йолға қойулиду. русийәдин алтун вә үнчә-мәрвайит импорт қилиш чәклиниду.

илгири хәлқара пул төләш системисисвифттин (SWIFT) чиқириветилгән русийәниң әң чоң сбәрбанкасиниң (Sberbank) мал-мүлки тоңлитилиду.

йолға қойулған ембарголарниң дунйа миқйасида йемәк-ичмәк вә йемәклик вә енергийә бихәтәрликигә зийан йәткүзмәсликигә капаләтлик қилиниду.

йеңи тәдбирләр йавропа иттипақиниң ембарголири G7 дөләтлириниң ембарголири билән маслаштурулиду. йолға қойулуватқан ембарголарниң иҗра қилинишини күчәйтип, қануний бошлуқлар толдурулиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر