шолз: империйализм йавропаға қайтип кәлди

германийә баш министири олаф шолз йавропада империйализмниң қайтип кәлгәнликини билдүрди.

1856100
шолз: империйализм йавропаға қайтип кәлди

түркийә авази радийоси хәвири: германийә баш министири олаф шолз «франкфуртер алгемайне гезити» дә, сийасәтниң һәқиқәтни көрүштин башлинидиғанлиқи тоғрисида мақалә елан қилди.

у мақалисидә: «һәқиқәт шуки, иперийализм йавропаға қайтип кәлди» деди.

у нурғун дөләтләрниң қойуқ иқтисадий мунасивәтләр вә өзара беқиндилиқни муқимлиқ билән бихәтәрликини капаләткә игә қилиду дәп қарайдиғанлиқини, бирақ русийә пирезиденти владимир путинниң 24-февралдин тартип украинаға қарши қиливатқан таҗавузчилиқ уруши билән, бу қарашни көзгә көрүнәрлик дәриҗидә йоқ қилғанлиқини әскәртти.

у русийә башқурулидиған бомбилириниң украинанила әмәс, бәлки йавропа вә халқараниң тинчлиқ тәртипини харабилиққа айландурғанлиқини тәкитлиди.

у мақалисидә, путинниң газ билән тәминләшни тохтитип, енергийәдин қорал сүпитидә пайдиланғанлиқини әскәртип, сабиқ советләр иттипақиниңму соғуқ уруш (1991-1947) дәвридә бундақ қилмиғанлиқини қәйт қилди.

у германйә армийәси вә мудапиә қурулмилириниң нөвәттики әһвали билән русийә енергийәсигә һәддидин зийадә беқинип қелиш үстидә тохтилип, буларниң соғуқ уруш ахирлашқандин кейин оттуриға чиққан хата бихәтәрлик туйғуси икәнликини көрситип бәргәнликини қәйт қилди.

у йеқинқи йиллардин буйан йавропа иттипақиниң геополитикилиқ сийасий актийорға айлиниши үчүн даим тоғра чақириқларниң оттуриға қойулғанлиқини, йавропа иттипақиниң путинниң йеңи җаһангирликиниң қәтий мувәппәқийәт қазиналмайдиғанлиқини тәкитлигәнликини қәйт қилди.

у мундақ деди:

«йавропа иттипақи империйализм вә мустәбитликкә қарши туриду. әза дөләтләр оттурисидики бөлүнүш бизни аҗизлаштуруветиду. биз чоқум иттипақлиқимизни қоғдишимиз вә чоңқурлаштурушимиз керәк.»

у владимир путинниң украина вә шәрқий йавропадики башқа дөләтләр билән болған мунасивитиниң «йеңи мустәмликичилик» алаһидиликигә игә икәнликини, путинниң очуқ-ашкара сабиқ совет иттипақи йаки чар империйәсиниң әндизисини асас қилған йеңи империйә хийалини сүрүватқанлиқини илгири сүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر