русийәниң икки уруш парахоти алҗирийә портиға ләңгәр ташлиди

русийәниң қара деңиздики деңиз армийәсигә тәвә икки уруш парахоти алҗирийә портиға ләңгәр ташлиди.

1856300
русийәниң икки уруш парахоти алҗирийә портиға ләңгәр ташлиди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә уруш парахотлириниң икки дөләт оттурисидики һәрбий һәмкарлиқни тәрәққий қилдуруш үчүн портта тохтиғанлиқи билдүрүлди.

алҗирийә дөләт мудапиә министирлиқиниң йазма байанатида, «русийә деңиз армийәсиниң қара деңиз филотиға тәвә һидрографик парахоти <KILDIN> билән май ​​парахоти <Vice-amiral PAROMOV> алҗирийә портиға йеқин ләңгәр ташлиди» дейилди.

байанатта мәзкур парахотларниң алҗирийә портида икки күн туридиғанлиқи тәкитлинип, «икки дөләт армийәси оттурисида маслишишини күчәйткәндин башқа йәнә, алҗирийә деңиз армийәси билән русийә деңиз армийәси оттурисида өзара һәрбий һәмкарлиқ вә тәҗрибә алмаштурушниму мәқсәт қилиду» дейилди.

русийә вә алҗирийә уруш парахотлири бирликтә нойабирда ақ деңизда һәр түрлүк тактика вә алдини елиш маневирлирини өткүзгән иди.

алҗирийә русийәниң африқа чоң қуруқлуқидики әң муһим һәрбий иттипақдашлиридин бирси шундақла райондики русийә қораллириниң әң чоң херидарлиридин бирси һесаблиниду.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر