г 20 дөләтләр гуруһи башлиқлар йиғини украина-русийә урушиниң сайисида қалди

һиндонезийәдә чақирилған «г 20 дөләтләр гуруһи малийә министирлири вә мәркизий банка башлиқлири йиғини» 24 - февралда башланған украина-русийә урушиниң сайисида өткүзүлмәктә.

1855821
г 20 дөләтләр гуруһи башлиқлар йиғини украина-русийә урушиниң сайисида қалди

түркийә авази радийоси хәвири: бали арилида өткүзүлгән г 20 дөләтләр гуруһи башлиқлар йиғини даирисидә малийә министирлири вә мәркизий банка башлиқлири бир йәргә җәм болди.

һиндонезийә малийә министири сири мулйани индравати барлиқ қатнашқучиларниң геополитикилиқ җиддийлик сәвәбидин интайин аваричилиққа толған қийин шараиттин өтиватқанлиқини билдүрди.

индравати иштиракчилар урушқа болған көз қарашлирини билдүрүшни халиғанлиқи сәвәбидин техичә бирликкә келәлмәйватқан мәсилиләрниң барлиқини тәкитлиди.

индравати өзара учришишларда русийә йеқилғусиниң йуқири баһалиқ тәклиплири музакирә қилинмиғанлиқини әскәртип,  «дунйаниң техиму бәк һәмкарлиққа еһтийаҗи бар. қайси дөләт болиши муһим әмәс. бу мәсилини йалғуз һәл қилалмайду. йемәклик бихәтәрлики, енергийә, келимат өзгириши, йуқум... буларниң һәммиси бир биригә четишлиқ. һәмкарлиқ вә көп тәрәплимилик роһини давамлаштуришимиз керәклики һәққидә һәммиңлар билән бирдәк пикиргә игимән» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر